түркийә афғанистанға тәзийә билдүрди

түркийә афғанистанниң бадгис вилайитидә мәйданға кәлгән йәр тәврәш апитидә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

1764496
түркийә афғанистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, афғанистанниң ғәрбий қисмиға җайлашқан бадгис вилайитидә мәйданға кәлгән йәр тәврәш апитида адәм өлүш вә көп санда адәм йарилиниш әһвали һәм маддий зийан көрүлгәнликидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «йәр тәврәш апитидә һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлирини өз ичигә алған дост вә қериндаш дөләт афғанистан хәлқигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, түркийәниң һәр даимқиға охшаш һәр җәһәттин инсанпәрвәрлик йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүримиз.»

америка қошма иштатлири геологийәлик тәкшүрүш идариси (USGS), афғанистанниң ғәрбий қисмиға җайлашқан бадгис вилайитиниң мәркизи йеңи қәлә шәһириниң 41 километир шәрқидә, 18.8 километир чоңқурлуқта, 5.3 бал йәр тәврәш апити йүз бәргәнликини уқтурғаниди.

игилинишичә, һазирғичә 22 киши һайатидин айрилған йәр тәврәш апитидин кейин, районда издәш – қутқузуш әтрәтлириниң паалийәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر