чавушоғлу ал нәһйан билән телефонлишип, тәзийә тиләклирини йәткүзди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири шәйх абдуллаһ бин зайид ал нәһйан билән телефонлашти.

1764537
чавушоғлу ал нәһйан билән телефонлишип, тәзийә тиләклирини йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, телефон сөһбити җәрйанида министир чавушоғлу түнүгүн әрәб бирләшмә хәлипиликидә мәйданға кәлгән һуҗумларда һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүргәнликини уқтурди.

телефон сөһбити җәрйанида йәнә, икки дөләт мунасивәтлири вә районға алақидар бәзи мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурулди.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбу дәбиниң мусәффәһ районида түнүгүн учқучисиз һава аппаратлири билән садир қилинған һуҗумларда үч йеқилғу йөткәш аптомобили партлап, үч киши қаза қилған, алтә киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر