түркийә ирақта йүз бәргән һуҗумларни әйиблиди

түркийә ирақниң пайтәхти бағдадда йүз бәргән һуҗумларни әйиблиди.

1762974
түркийә ирақта йүз бәргән һуҗумларни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, әнқәрәниң, түнүгүн вә үлүшкүн бәзи сийасий партийәләрниң бағдадтики иш беҗириш орунлири вә чәт әл вакаләтханилири җайлашқан йешил район нишан қилинған һуҗумлардин толиму әпсусланған һалда  хәвәр тапқанлиқи вә бу һуҗумларни қаттиқ әйибләйдиғанлиқи, һуҗумларда йариланғанларға шипалиқ тиләйдиғанлиқи билдүрүлүп мундақ дейилди: «қошина дөләт ирақта ортақ тонуш асасида һөкүмәт тәшкилләш тиришчанлиқлиридин өз вақтида нәтиҗә һасил қилиниши, дөләтниң узун муддәтлик тинчлиқи вә муқимлиқиға капаләтлик қилиш җәһәттин интайин муһим. бу һалқилиқ басқучта барлиқ тәрәпләрни соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақиримиз. ирақниң узақ мәзгиллик бихәтәрлики вә муқимлиқиға капаләтлик қилиш тиришчанлиқлирини давамлиқ қоллаймиз.»

ирақниң пайтәхти бағдадтики һуҗумларда 2 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر