әрдоған: түркийә районида ниҗис ойунларни бузуп ташлийалайдиған бир дөләткә айланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң дөләт мудапиәси санаити мәһсулатлирини сетивелиш арқилиқ районида ойун ойнийалайдиған вә ниҗис ойунларни бузуп ташлийалайдиған бир дөләткә айланғанлиқини ейтти.

1762841
әрдоған: түркийә районида ниҗис ойунларни бузуп ташлийалайдиған бир дөләткә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулдики  кемисазлиқ завутида өткүзүлгән «TCG Ufuk » намлиқ синақ вә тәлим - тәрбийә парахотини хизмәткә кириштүрүш мурасимиға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «дөләт мудапиәси санаитимизниң һалқилиқ лайиһәлири мәсилисидә 2022 – йилиға арқа – арқидин муһим мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүш арқилиқ қәдәм қойғанлиқимизға ишинимән. түркийә дөләт мудапиәси санаити мәһсулатлирини сетивелиш арқилиқ районида ойун ойнийалайдиған вә ниҗис ойунларни бузуп ташлийалайдиған бир дөләткә айланди. биз қолға кәлтүргән бөсүш характерлик мувәппәқийәтлиримиз сайисида районида сөз саһиби бир дөләткә айландуқ. нөвәттә нәзиримизни аләм бошлуқиға мәркәзләштүрдуқ, җүмлидин, аләм бошлуқи саһәсидиму һәм сүний һәмраһ қойуп бериш системилири һәмдә сүний һәмраһ системилирини тәтқиқ қилип йасаш паалийәтлиримиз давамлашмақта.»

түркийәниң тегишлик шәкилдә қоғдилишиниң мави вәтәнниму әң йахши шәкилдә қоғдилиши арқилиқ ишқа ашидиғанлиқини қәйт қилған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «деңиз армийәмизни техиму қудрәт тапқузидиған нурғун лайиһәләрни йолға қойдуқ. елимизниң тунҗи ахбарат парахоти уфуқ, миллий инженерлиқ иқтидарлири арқилиқ йасалди. елимиз нөвәттә уруш парахотини миллий имканийәтләрдин пайдилинип лайиһиләп, йасап чиқалайдиған вә қоғдийалайдиған дунйадики 10 чоң дөләттин биригә айланди. елимизниң кемисазлиқ завутлирида, өзимизниң еһтийаҗлиридин башқа, дунйаниң һәрқайси җайлири үчүнму парахотлар вә кемиләр йасалмақта. һазирға қәдәр биз 25 дөләткә 180 деңиз үсти суписини експорт қилдуқ.»

әрдоған, « TF-2000» намлиқ һава мудапиәси қоғлиғучи парахотиниң пат арида херидар чақириш арқилиқ базарға селинидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «нишанимиз, түркийәни дөләт мудапиәси санаитидә өз – өзигә хоҗа бир дөләткә айландуруштур. дунйадики интайин аз сандики ахбарат органлириниңла қол илкидә бар болған бу парахотниң йардимидә, деңизлардиму қудритимизниң зорийидиғанлиқиға ишинимән. тәшкилатимизниң кейинки басқучлуқ нишани,  сүний һәмраһ системилири арқилиқ аләм бошлуқидин тегишлик орун елип, булардин әң үнүмлүк шәкилдә пайдилиниш болиду. һазирғичә давамлишип кәлгинидәк, алдимиздики мәзгилдиму, тәшкилатимизни һәр саһәдә қоллап – қуввәтләп, елимизни техиму гүлләндүрүш вә қудрәт тапқузуш күришимизгә техиму көп төһпә қошушиға капаләтлик қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر