әрдоған Grizu-263A сүний һәмраһиниң қойуп берилиши мунасивити билән учур һәмбәһрилиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң тунҗи йанчуқ сүний һәмраһи «Grizu-263A» ниң аләм бошлуқиға қойуп берилиши мунасивити билән иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһрилиди.

1762470
әрдоған  Grizu-263A сүний һәмраһиниң қойуп берилиши мунасивити билән учур һәмбәһрилиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған твиттердики адресида учур һәмбәһриләп, 2019 – йилидики текнофест (технологийә фестивали) мусабиқиси <модел сүний һәмраһ> саһәсидә биринчи болған йашлар йасап чиққан < Grizu-263A> кичик сүний һәмраһиниң түнүгүн SpaceX тәрипидин аләм бошлуқиға қойуп берилгәнликини әскәртип: «тунҗи қетим бу түрдин орун елишқа мувәппәқ болған түрк йашлиримизни, оқутқучилиримизни, уларни қоллиған органлиримизни тәбрикләймән» дегәнләрни қәйт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر