түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 145 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 145 кишиигә йәтти

1761935
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 145 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 422 миң 22 киши тәкшүрүлди вә булардин 77 миң 722 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 42 миң 573 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә үчинчи миқдар ваксина сани 137 милйон 891 миң 835 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر