түркийәдин қазақистанға айропилан қатниши башланди

түркийә һава йоллири ширкити ички қалаймиқанчилиқлар сәвәбидин вақитлиқ айропилан сәпәрлирини тохтатқан қазақистанға, қайтидин сәпәрлирини башлиди.

1762262
түркийәдин қазақистанға айропилан қатниши башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити ички қалаймиқанчилиқлар сәвәбидин вақитлиқ айропилан сәпәрлирини тохтатқан қазақистанға, қайтидин сәпәрлирини башлиди.

мәлуматларға асасланғанда, түркийә һава йоллири ширкитиниң пайтәхт нурсултанға қарап учқан айропиланда 238 йолучи олтурған. нурсултандин истанбулға кәлгән айропиланда болса, 169 йолучи олтурған. истанбул-алмута сәпири бүгүн (2022-йили 13-йанвар) башлинидикән.

анталйа-алмута айропилан сәпириниң 15-йанвар (2022) башлинидиғанлиқи қәйт қилинди. актав сәпири болса, 14-йанвар башлиниду.

қайтидин башланған айропилан сәпәрлириниң, қазақистан мәсул даирилири билән көрүшүш нәтиҗисидә пилан қилинғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر