хулуси ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәновға тәзийә теләклирини йәткүзди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәновға әрменийә армийәсиниң оқ чиқириши сәвәбидин шеһит болған әзәрбәйҗан әскири үчүн тәзийә билдүрди.

1761540
хулуси ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәновға тәзийә теләклирини йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, министир ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири һәсәнов билән телефонда сөзләшкән.

түнүгүн кәлбәҗәр районида әрменийә армийәсиниң оқ чиқириши сәвәбидин әзәрбәйҗан әскириниң шеһит болғанлиқидин қаттиқ азбланғанлиқини билдүргән министир ақар, тәзийә теләклирини йәткүзгән.

хулуси ақар әзәрбәйҗан алдинқи сәп истиһкамлирини һуҗум нишани қилип, уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилған әрменийәниң таҗавузчилиқ позитсийәсигә наразилиқ билдүргән вә түркийәниң һәр даим қериндаш әзәрбәйҗанниң йенида туридиғанлиқини,  бунуңдин кейнки һәққаний давалиридиму һәмишә әзәрбәйҗанға һәмдәм болидиғанлиқини тәкитлигән.

түнүгүн чүш вақтида, әрменийә қисимлириниң оқ чиқириши нәтиҗисидә бир әзәрбәйҗан әскири шәһид болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر