сәрдар қилич әрменийә алаһидә вәкили болди

баш әлчи сәрдар қилич түркийә җумһурийитиниң әрменийә җумһурийитидә турушлуқ алаһидә вәкили сүпитидә вәзипигә тәйинләнди.

1760535
сәрдар қилич әрменийә алаһидә вәкили болди

түркийә авази радийоси хәвири: сәрдар қиличниң түркийә җумһурийитиниң әрменийә җумһурийитидә турушлуқ алаһидә вәкили сүпитидә вәзипигә тәйинләнгәнликигә мунасивәтлик җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин мақулланған қарарнамә, рәсмий гезиттә елан қилинди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, илгири әрменийәгә алаһидә вәкилниң вәзипигә тәйинлинидиғанлиқи тоғрулуқ елан қилған байанатида, мундақ дегәниди: « дипломатик мунасивәтләрни нормаллаштуруш даирисидә ташлинидиған қәдәмләр үчүн өзара алаһидә вәкил тәйинләймиз, һәр қәдәмдә әзәрбәйҗан билән бирликтә һәрикәт қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر