қибрис арили тәвәликидә 6.4 бал йәр тәвриди

ақдеңизниң қибрис арили тәвәликидә 6.4 бал йәр тәвриди.

1760379
қибрис арили тәвәликидә 6.4 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити апәт вә җиддий әһвалларни бир тәрәп қилиш идарисиниң тор бекитидики учурларға қариғанда, түркийә вақти саәт 4 дин 7 минут өткәндә ақдеңизда — қибрис арилиниң ғәрбий җәнубида деңизда 6.4 бал йәр тәвригән.

деңиз йүзиниң 5.06 киломитир чоңқурлуқида йүз бәргән йәр тәврәшниң мәркизиниң мәрсинниң анамур наһийәсиниң тәхминән 134 киломитир йирақлиқида икәнлики ениқланди.

иҗтимаий таратқуларда йәр тәврәшниң қибрис башта болуп анталйа, мәрсин, хатай, адана, испарта, бурдур вә конйада қатарлиқ җайларда һес қилинғанлиқи билдүрүлди.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, ақдеңиздики йәр тәврәштә һечқандақ зийан байқалмиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر