әрдоған тунҗи инөнү ғәлбисиниң 101 - йиллиқи мунасивити билән учур һәмбәһирлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тивиттер һесабида тунҗи инөнү ғәлбисиниң 101 - йиллиқи мунасивити билән учур һәмбәһирлиди.

1759938
әрдоған тунҗи инөнү ғәлбисиниң 101 - йиллиқи мунасивити билән учур һәмбәһирлиди
erdogan.jpg
erdogan inonu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған учурида, «миллитимизниң ғәлбигә болған ишәнчини қайтидин урғутқан тунҗи инөнү ғәлбисиниң 101 – хатирә йиллиқида, ғази мустапа камал қатарлиқ мустәқиллиқ урушимизниң барлиқ қәһриманлирини һөрмәт билән вә аллаһтин рәһим-шәпқәт тиләш билән әсләймән» дегән сөзләрни ишлитилди.

гретсийәликләрниң 6 - йанвар икки тәрәптин тәңла башланған һуҗумлири түркийә армийәси тәрипидин чекиндүрүлгән иди. исмәт пашаниң қоманданлиқидики түркийә армийиси 3 күн давамлашқан урушта гиретсийә армийәсини мәғлуб қилған иди.

 10-йанварда ахирлашқан 1-инөнү уруши, түркийә армийәсиниң ғәлбиси билән нәтиҗиләнгән болуп, гиретсийә армийәси шималда, ö инөнү  вә җәнубта афйон линийәси қатарлиқ һәр икки тәрәптин тәңла чекингән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر