түркийә америкаға тәзийә билдүрди

түркийә американиң нйуйорк шәһиридә йүз бәргән от апитидә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.

1759884
түркийә америкаға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, «американиң нйуйорк шәһиридики бир бинада йүз бәргән от апитидә нурғун кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә йариланғанлиқидин азаблиниш ичидә хәвәр таптуқ. америка хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға балдуррақ шипалиқ тиләймиз» дейилди.

американиң нйу-йорк шәһиридики бир туралғуда йүз бәргән от апитидә 9 кичик балини қошқанда, җәмий 19 киши қаза қилған иди. дохтурханиға балнестқа елинған 13 кишиниң әһвалиниң интайин еғир икәнлики елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر