түркийә авиатсийә ширкити қазақистандин 6 нәпәр хадимини қайтуруп кәлди
қазақистанда йүз бәргән вәқәләр сәвәбидин пайтәхт нур султанда нөвәтчи айропиланлар тохтилған болуп, нур султанда туруп қалған түркийә авиатсийә ширкитигә тәвә 2 нәпәр учқучиси вә 4 кабинет хадими дубәй арқилиқ түркийәгә қайтуруп келинди.
1759575
түркийә авази радийоси хәвири: нур султандин 6 кишилик гуруппини түркийәгә елип келиш үчүн түркийә авиатсийә ширкити мудирийәт рәиси вә иҗраийә комитетирәиси илкәр айҗиниң көрсәтмиси билән хизмәт ишләнди.
түркийә авиатсийә ширкитигә тәвә 6 нәпәр хадим кечидә башқа авиатсийә ширкитигә тәвә айропилан билән нур султандин дубәйгә елип берилди.
айропилан хадимлири дубәйдики айродорумдин шу йәрниң вақти 02:40 дә йолға чиққан түркийә авиатсийә ширкити айропилани билән сәһәрдә истанбулға йетип кәлди.
алмутада қалған түркийә авиатсийә ширкитигә тәвә башқа хадимларниму түркийәгә елип келиш үчүн сөһбәтләрниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.