ашқун йәһудийлар анадолу агентлиқи операторини уруп йариландурди

оңчил йәһудийлар исраилийәниң пайтәхти тел авивда пәләстинлик мәһбус һишам әбу һәваш йетиватқан дохтурханиниң алдида хәвәр ишләш үчүн сақлаватқан анадолу агентлиқи оператори файиз әбу румәйләни урди.

1757860
ашқун йәһудийлар анадолу агентлиқи операторини уруп йариландурди

түркийә авази радийоси хәвири: тел авивдики әссаф харофәһ дохтурханисиниң алдида сақлап туруватқан әбу румәйлә билән шу җайдики оңчил йәһудийлар оттурисида талаш- тартиш чиқти؛ ашқун оң қанат йәһудийлар, анадолу агентлиқиниң оператори икәнликини билгән әбу румәйләгә тил – һақарәтләрни йағдурди вә уни қаттиқ урди.

райондики исраилийә сақчилири вәқәгә арилишип, кәм дегәндә икки оңчи йәһудийни назарәт астиға алди.

еғир зәрбигә учриған әбу румәйлә, алдин йардәм қилиш хадимлириниң мудахилисидин кейин балнистқа елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر