әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси болуш сүпитидә, қазақистан вәзийити тоғрисида тәшкилатқа әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән телефонда айрим-айрим көрүшти.

1758474
әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси болуш сүпитидә, қазақистан вәзийити тоғрисида тәшкилатқа әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән телефонда айрим-айрим көрүшти.

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң байанатида билдүрүлишичә, рәҗәп таййип әрдоған қазақистан пирезиденти җөмәрт тоқайев, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров вә өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев билән телефонда көрүшүп, қазақистанниң нөвәттики вәзийити үстидә өзара пикир алмаштурған.

рәҗәп таййип әрдоған қазақистан пирезиденти тоқайев билән көрүшкәндә, дост вә қериндаш дөләт қазақистанда йүз бәргән вәқәләрни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини әскәртип, вәқәләрдә җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тилиди.

у түркийәниң қазақистан билән һәмкарлиқ ичидә икәнликини әскәртип, түрк дөләтлири тәшкилатиниңму елан қилған байанатида қазақистанни қоллайдиғанлиқини тәкитлигәнликини қәйт қилди.

у қазақистанда йеңи һөкүмәтниң балдуррақ қурулушини вә йирикчиликләрниң қисқа вақит ичидә ахирлишишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүп, қазақистан хәлқиниң өзара ишәнч вә дийалог рамкисида мәсилиләрни һәл қилалайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтти.

у зөрүр тепилғанда, түркийәниң һәр түрлүк техникилиқ мәлумат вә тәҗрибилирини ортақлишишқа тәййар икәнликини сөзлиригә илавә қилди.

у әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров вә өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев билән көрүшкәндиму қазақистанниң муқимлиқи вә бихәтәрликиниң қошна дөләтләр үчүнла әмәс, бәлки пүткүл район үчүнму интайин муһим икәнликини тәкитләп, қериндаш дөләт қазақистанниң дийалог арқилиқ бу мәсилини һәл қилалайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر