түркийә – әрменийә оттурисида тунҗи сөһбәт москвада өткүзүлиду

түркийә – әрменийә алаһидә вәкиллириниң тунҗи сөһбити 14 –йанвар күни русийәниң пайтәхти москвада өткүзүлиду.

1757829
түркийә – әрменийә оттурисида тунҗи сөһбәт москвада өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «түркийә билән әрменийә алаһидә вәкиллириниң тунҗи сөһбити, 2022 – йили 14 – йанвар күни русийәниң пайтәхти москвада өткүзүлиду.»

түркийәниң сабиқ вашингтон баш әлчиси сәрдар қилич, 15 – декабир күни, әрменийә алаһидә вәкили сүпитидә вәзипигә тәйинләнгәниди.

әрменийә парламентиниң муавин башлиқи рубен рубинйан, әрменийә – түркийә оттурисидики дийалог басқучи даирисидә әрменийәниң түркийәдә турушлуқ алаһидә вәкили сүпитидә вәзипигә тәйинләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر