министир чавушоғлу йапонийәниң йеңи ташқи ишлар министирини тәбриклиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йапонийәниң йеңи ташқи ишлар министири йошимаса хайашини тәбриклиди.

1758266
министир чавушоғлу йапонийәниң йеңи ташқи ишлар министирини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, йапонийә ташқи ишлар министири йошимаса хайаши билән син көрүнүшлүк телефон сөһбити өткүзгәнликини билдүрди.

чавушоғлу учурида: «өзара мунасивитимиз вә ортақ һәмкарлиқ орнитиш саһәлиримиз тоғрисида сөзләштуқ. истратегийилик шериклик мунасивитимизни тарихий достлуқ мунасивитимизгә йаришидиған шәкилдә техиму йуқири пәллигә көтүрүш ирадимиз қәтий» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر