әрдоған: експорттики ешиш тоғра йолда икәнликимизниң намайәндиси

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң 2021 – йилқи експорт соммисиниң 225 милйард доллардин ашқанлиқини, буниң өзлириниң тоғра йолда икәнликиниң намайәндиси икәнликини ейтти.

1756992
әрдоған: експорттики ешиш тоғра йолда икәнликимизниң намайәндиси

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, адаләт вә тәрәққийат партийәси рәһбири рәҗәп таййип әрдоған, партийәсиниң баш мәркизидә чақирилған «кеңәйтилгән вилайәт мәсуллири йиғини» да қилған сөзидә, түркийәниң 2021 – йиллиқ експортида рекорт бузуп ташланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «2021 – йилини експорт соммиси җәһәттин 225 милйард доллардин ашурған һалда тамамишимиз, бизниң тоғра йолда алға илгириләватқанлиқимизниң намайәндисидур.»

түркийәниң бу мувәппәқийәтлири билән барлиқ мәзлумлар вә наһәқчиликләргә учриғучиларниң өз ирадилири вә ғәйрәтлири билән һәқ – һоқуқлири һәм әркинликлиригә әң илғар өлчәмләрдә йетәләйдиғанлиқини, тәрәққийат мәнзилгаһлириға йетип баралайдиғанлиқлирини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, нөвәттә техиму узун сәпәргә атланғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «нөвәттә биз түркийәни дунйадики 10 чоң иқтисадий гәвдиниң биригә айландуруш үчүн қәдәм ташлаватимиз.»

өзлири елан қилған йеңи иқтисад пирограммисида ишқа орунлаштурушни алдинқи орунға қойғанлиқлирини ейтқан җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «төвән иш һәққидин мәмурлар вә пинсийә маашиғичә болған һәр бир мәсилидә мушу аңға асасландуқ, худайим буйруса, әң қийин өткәлдин мувәппәқийәтлик һалда өтүп кәттуқ, әмди, тиришчанлиқлиримиз, меһнәтлиримизниң мевилирини елиш, нишанлиримизға қәдәммуқәдәм йеқинлишишни көрситидиған пәйт йетип кәлди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر