чатакли: 1140 террорчи бир тәрәп қилинди

бултур 84 нәпири аталмиш йуқири дәриҗиликлири болуп җәмий 1140 террорчи бир тәрәп қилинди.

1756860
чатакли: 1140 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң муавин министири исмаил чатакли мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, 2021 – йилиниң барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға нсибәтән азаблиқ бир йил болғанлиқини, п к к террорлуқ тәшкилатини өз ичигә алған барлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң бу йил  2021 – йилини сеғинидиғанлиқини тәкитлиди.

чатакли террорчиларға хитаб қилип: «әмди әрзимәс хийалларниң арқисидин йүгүрүшни ташлаңлар. йиллардин буйан бу тәшкилатларда нурғун җанлар набут болди, һазирқи әһвал оттурида турупту. п к к 40 йилдин буйан қораллиқ һәрикәт қиливатиду. һазир уларниң тағлардики сани 156 гә қисқарди. уларму катәклиридин бешини чиқиралмайватиду» деди.

өткән йили елип берилған 143 миң 321 қетимлиқ зәрбә бериш һәрикитидә 1140 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүргән чатакли, буларниң 84 иниң аталмиш йуқири дәриҗилик террорчи, 11 иниң қизил, иккисиниң көк, бәшиниң йешил, 24 иниң сериқ, 35 иниң күлрәң тизимликтики тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар икәнликини ейтти.

у, 2021 – йили ишләнгән қайил қилиш хизмәтлири сайисида 200 террорчиниң тағлардин қайтип хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлиқини, түркийә ичидики террорчилар саниниң 156 гә қисқарғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر