әрдоған пиринкайалар тонилини хизмәткә кириштүрүш мурасимида сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң тәрәққий тапқан вә тәрәққий қиливатқан дөләтләр арисидики әң кәң даирилик, әң йеңи вә әң заманиви тәрәққийат ул әслиһәлиригә игә дөләт дегән сүпитидә гәвдиләнгәнликини ейтти.

1754323
әрдоған пиринкайалар тонилини хизмәткә кириштүрүш мурасимида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, түркийәни кавказға туташтуридиған әрзурумдики пиринкайалар тонилини хизмәткә кириштүрүш мурасимиға җумһур рәислик мәһкимисидин син көрүнүшлүк һаләттә иштирак қилди.

«пиринкайалар тонилимизниң районимизға хәйрлик болушини тиләймән» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «(тонил) бағлиниш йоли билән бирликтә омумий узунлуқи 3.4 киломитирға йетидиған бу түр, әрзурум – артвин оттурисидики қатнашниң тез, бихәтәр вә үзлүксизликини капаләтләндүриду. дөлитимизниң 18 милйон лираға йеқин пулни теҗәп қелиш билән биргә карбон қойуп берилишини азайтиш арқилиқ муһитни қоғдашқиму төһпә қошиду. һәр иккиси сайаһәт йошурун күчигә игә болған әрзурум билән артвин оттурисидики йол йеңи пурсәтләрни йаритиду. һәр икки шәһәр арқилиқ кавказға баридиған қатнашму йеникләйду» дегәнләрни қәйт қилди.

нишаниниң түркийәни дунйадики 10 чоң иқтисадий гәвдиниң биригә айландуруп, йәр шарини башқуруш системисида техиму паал сөз қилиш орниға игә қилиш икәнликини тәкитлигән әрдоған: « түркийә тәрәққий тапқан вә тәрәққий қиливатқан дөләтләр арисидики әң кәң даирилик, әң йеңи вә әң заманиви тәрәққийат ул әслиһәлиригә игә дөләт сүпитидә гәвдиләнмәктә» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر