түркийә ирақ вә сүрийәдә террорчиларға зәрбә бәрди

ирақниң шималидики гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / к җ к әзаси тоққуз террорчи бир тәрәп қилинди.

1754321
түркийә ирақ вә сүрийәдә террорчиларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик мәнбәлиридин игилигән учурға асасланғанда, миллий истихбарат тәшкилати — MIT билән түркийә армийәси гарада бирләшмә зәрбә бериш һәрикити елип берип, п к к / к җ к әзаси тоққуз террорчини бир тәрәп қилған.

йәнә бир тәрәптин, түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адресида байанат елан қилип: «фират қалиқини һәрбий һәрикити райониға зәмбирәк вә көп ситволлуқ ракитамйотларни ишлитип һуҗум қилған бөлгүнчи террорчиларға күчлүк қайтурма зәрбә берилди. дәсләпки тәкшүрүшләргә қариғанда, һуҗумни садир қилған п к к / й п г әзаси 8 террорчи бир тәрәп қилинди вә ишләткән васитилири йоқитип ташланди» дегәнләрни қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر