министир ақар косово пирезиденти османи билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар косовода пирезидент вжоса османи вә баш министир албин курти билән айрим – айрим учришиш өткүзди.

1753965
министир ақар косово пирезиденти османи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир хулуси ақар түнүгүн боснийә - гертсеговина зийаритидин кейин косовоға берип, косово пайтәхти пристинада дөләт мудапиә министири арменд мехаҗ, арқидин косово пирезиденти вжоса османи билән көрүшти.

ақар учришишта, җумһур рәисрәҗәп таййип әрдоғанниң салимини йәткүзгәндин кейин, түркийәниң косовониң тинчлиқ вә муқимлиқиға әһмийәт беридиғанлиқини тилға елип өтти һәмдә икки дөләтниң мудапиә, бихәтәрлик вә мудапиә санаити қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқини йәниму тәрәққий қилдурушиниң муһимлиқини тәкитлиди.

у османи билән көрүшкәндин кейин, баш министирлиқ мәһкимисигә берип, баш министир албин курти билән көрүшүп, түркийә билән косовониң һәрбий тәлим-тәрбийә вә мудапиә санаити саһәсидики һәмкарлиқини йәниму тәрәққий қилдурушиниң зөрүрлүки, косовониң қуддуста әлчихана ечишиға болған наразилиқ вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши турушта конкрет тәдбир қоллинишниң муһимлиқи қатарлиқларни оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر