ақар сарайивода университет оқуғучилири билән учрашти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар  боснийә-гиртисговенаниң пайтәхти сарайивода университет оқуғучилири билән бир йәргә җәм болди.

1753549
ақар сарайивода университет оқуғучилири билән учрашти

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, бу йәрдә қилған сөзидә, боснийә-гиртисговенада муқимлиқ, сийасий бирлик вә земин пүтүнлүкиниң пәқәт район үчүнла әмәс, пүткүл дунйа  үчүнму муһимлиқини, җүмлидин, буниң түркийәгә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «1992 – 1995 – йиллири боснийә-гиртисговеналиқлар, сербийәликләр вә киродийәликләр арисида 100 миң кишиниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған ички урушқа хатимә бәргән дайтон тинчлиқ шәртнамиси толуқ иҗра қилинмақта, шу вәҗидин, боснийә-гиртисговенадики мәвҗут сийасий киризискә дәрһал хатимә берилиши керәк.»

министир ақар, тәрәпләр тәләп қилған тәқдирдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму һәмишә тәкитләп келиватқанқинидәк, түркийәниң һәрдаим мурәссәчилик қилишқа тәййар икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, балқан райони вә боснийә-гиртисговенаниң истиратегийәлик әһмийитиниң муһимлиқини, түркийәниң, боснийә-гиртисговенаға охшиған дост дөләтләрдики һузур, параванлиқ вә бихәтәрлик үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر