түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 173 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 173 кишиигә йәтти.

1752833
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 173 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 351 миң 965 киши тәкшүрүлди вә булардин 20 миң 138 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

йеқинқи 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 21 миң 214 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 128 милйон 669 миң 139 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر