әрдоған ғазиантәптә ишчилар билән бир йәргә җәм болди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған санаәтчиләр, карханичилар вә содигәрләрни техиму көп хизмәткә орунлишиш имканийити йаритиш вә техиму көп ишләпчиқириш пурсити билән тәминләшкә илһамландуридиғанлиқини ейтти.

1752630
әрдоған ғазиантәптә ишчилар билән бир йәргә җәм болди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған ғазиантәптә кәчлик зийәпәттә ишчилар билән бир йәргә җәм болди.

әрдоған ишчиларға хитаб қилип, ғазиантәпниң мәбләғ селиш, хизмәт имканийити йаритиш, ишләпчиқириш, експорт вә һазирқидәк қизил рәқәмни төвәнлитиш билән түркийәни тәрәққий қилдуруш нишанидики башламчи шәһәрләрниң биригә айланғанлиқини ейтти.

тарих, мәдәнийәт вә қериндашлиқ шәһири болған ғазиантәпниң өз нөвитидә йәнә, ишләпчиқириш вә әмгәк шәһири болуш сүпити билән түркийәдә, районда вә дунйада үлгә көрситилгән шәһәргә айланғанлиқини әскәртти.

әрдоған: «түркийә тохтап турмайду, түркийә сәкрәп илгирилимәктә, ғазиантәп 12 милйард долларлиқ експортни ишқа ашурған шәһәргә айланди» деди.

әрдоған санаәтчиләр, карханичилар вә содигәрләрни техиму көп хизмәткә орунлишиш имканийити йаритиш вә техиму көп ишләпчиқириш пурсити билән тәминләшкә илһамландуридиғанлиқини тәкитләп, ишчи-хизмәтчиләрниңму аққузған тәрлириниң һәққини беридиған мааш сийасити билән қоллиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر