түркийәниң айродурум сани 61 гә көпийиду

түркийәдики айродурумларниң сани келәр йили 56 дин 61 гә көпийиду.

1752445
түркийәниң айродурум сани 61 гә көпийиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлу: «һазир 56 айродурум наһайити алдираш хизмәт қиливатиду, келәр йили буларға йәнә 5 айродурумни қошуп, омумий санини 61 кә йәткүзимиз». деди.

истанбулда байанат бәргән министир адил қараисмаилоғлу, һава йолиниң хәлқниң йоли икәнликини әскәртип: «биз йәнә төмүр йолларниң һәммисини қайтидин йасап чиқтуқ, дөлитимиз йеқинда йуқири сүрәтлик пойизларниң раһити билән учрашти. нөвәттә қурулуши давамлишиватқан 4000 километирлиқ йуқири сүрәтлик пойиз түри бар. бу тез пойизлар һәм йүк һәмдә йолучиларни тошуйду» деди.

у айродурумға мәбләғ селиш мәсилисини тилға елип, 2022 - йили түркийәдики айродурумлар саниниң 61 гә йетидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر