җумһур рәис әрдоған күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өзлириниң түркийәгә хас йеңи иқтисадий әндизә бәрпа қилип, дөләтниң иқтисадий мустәқиллиқини турғузушқа тиришиватқанлиқлирини билдүрди.

1752423
җумһур рәис әрдоған күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған түнүгүн кәчтә бир қисим хусусий телевизийә қаналлириниң бирләшмә нәқ мәйдан сөһбәт пирограммисиға қатнишип, күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисидики қарашлирини ортақлашти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иқтисадий вә пул - муамилә муқимлиқиға капаләтлик қилиш, иҗтимаий параванлиқни ашуруш вә аммиви мулазимәтни үнүмлүк қилиш һөкүмитиниң мәҗбурийити икәнликини тәкитлиди.

сөзидә түркийә ниң ковид - 19 йуқумиға қарши тез сүрәттә ваксина тәрәққий қилдуралиған 9 дөләтниң бири икәнликини, турковакниң йуқум мәзгилидә елип берилған хизмәтләрни йүксәк пәллигән көтүрүлгән бир тәрәққийат болғанлиқини билдүргән әрдоған: «түркийә болуш сүпитимиз билән, 50 йилдин кейин, пүтүнләй йәрлик вә миллий имканийәтлиримизгә тайинип тәрәққий қилдурулған ваксинимизниң һәр бир басқучида өзимизниң алимлири вә тәтқиқатчилиримиз орун алди. ишлитилиш иҗазәтнамисиниң елиниши билән бирликтә, синовак вә бионтектин кейин йәрлик ваксинимиз турковакниму хәлқимизниң хизмитигә сунимиз, һәтта инсанийәтниң хизмитигә сунимиз, уларниңму шипалиқ тепиши үчүн пайдилинимиз. шуниң билән бирликтә, биз дунйаниң әң чоң ваксина тәтқиқат қилиш, тәрәққий қилдуруш вә ишләпчиқириш мәркизи болидиған <һифзуссиһһә> түрини әнқәрәдә ройапқа чиқиримиз. (буниң үчүн) пат арида херидар чақиримиз» деди.

җумһур рәис әрдоған, түркийәниң 8- сүний һәмраһи «Türksat 5B» аләм бошлуқиға әвәтилгәндин кейин, тесла вә SpaceX ниң қурғучиси елон маск билән өткүзгән телефон сөһбитидә йеңи түрләрниң күнтәртипкә кәлгән йаки кәлмигәнлики тоғрисидики соалға җаваб берип, сүний һәмраһ вә аләм техникисиниң конкрет вә лайақәтлик тәҗрибә вә ул әслиһә тәләп қилидиған техника икәнликини ейтти.

%100 йәрлик система қурулуши вә йәрлик имканийәтләргә тайинип ишләпчиқириливатқан Türksat 6A сүний һәмраһиниңму 2023- йили SpaceX ширкитигә тәвә Falcon 9 ракетаси билән аләм бошлуқиға әвәтилидиғанлиқини билдүргән әрдоған: «йеқинқи йиллардин буйан қолға кәлтүргән бөсүшлиримиз, йетиштүргән лайақәтлик адәм күчи байлиқимиз вә қурған ул әслиһәлиримиз сайисида аләм бошлуқидики мәвҗудийитимиз күчийиду. биз һәтта бу җәһәттә експорт қилидиған һаләткиму келимиз» деди.

әрдоған «африқа билән болған мунасивәттә түркийәни қандақ бир келәчәк күтүватиду?» дегән соалға: «түркийә болуш сүпитимиз билән, африқадики барлиқ дөләтләргә дегүдәк әлчихана ечиш арқилиқ африқаниң һәммила йеридә мәвҗут болушни халаймиз. йәр асти – йәр үсти барлиқ байлиқлири мәсилисидиму йәнә африқа билән тәң нәп елиш пиринсипи бойичә меңишни халаймиз. түркийә <силәрму пайда елиңлар, бизму пайда алайли, бирликтә пайда алайли> дәватимиз, тоғриси африқа дөләтлириму бу җәһәттә бизгә ишиниду. <бирликтә қилайли> дәватиду. һазир бу нуқтиға кәлдуқ» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر