фатиһ бурғилаш парахоти түркали -7 дә бурғилашни башлиди

түркийә енергийә вә тәбиий байлиқ министири фатиһ дөнмәз, фатиһ бурғилаш парахотиниң түркали - 7 қудуқида бурғилашни башлиғанлиқини уқтурди.

1752395
фатиһ бурғилаш парахоти түркали  -7 дә бурғилашни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөнмәз өзиниң твиттердики адреси арқилиқ байанат берип: «қәдәммуқәдәм нишанға йеқинлишиватимиз. фатиһ бурғилаш парахотимиз <түркали – 7> дә бурғилашни башлиди. һәр бир йеңи бурғилаш, бизни 2023 – йилиға барғанда анадолуни қарадеңиз гази билән исситиш нишаниға техиму йеқинлаштурмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

фатиһ бурғилаш парахоти қара деңизда җәмий 540 милйард куб метир тәбиий газ байқиған болуп, бу газларниң 2023 - йили истемалға сунулидиғанлиқи елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر