түркийә мадағасқарға тәзийә билдүрди

түркийә мадағасқарда әң аз дегәндә 83 адәмниң өлүмигә сәвәб болған парахот вәқәси мунасивити билән, тәзийә телеграммиси елан қилди.

1751362
түркийә мадағасқарға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи мадағасқарға тәзийә билдүрүп, байанат елан қилди.

байанатта, мадағасқарниң шәрқий шимал деңиз тәвәликидә бир парахотниң деңизға чөкүп кетиши нәтиҗисидә, әң аз дегәндә, 83 адәмниң җенидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғуға чөмүлгәнлики билдүрүлди.

байанатта: «җенидин айрилғанларниң йеқин-йоруқлириға, дост мадағасқар хәлқигә вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз» дейилди.

мадағасқар деңизчилиқ вә дәрйа портлири агентлиқиниң мәсули мамй ранҗйанавони (Mamy Randrianavony) 20-декабир (2021) йолучи тошуш рухсити болмиған бир йүк парахотиниң нурғун йолучиларни тошуши сәвәбидин көмтүрүлүп кәткәнликини уқтурған иди.

у йәнә, деңизға чөкүп кәткән парахоттики 64 йолучиниң җенидин айрилғанлиқини, 50 адәмниң қутқузулғанлиқини вә из-дерәксиз йоқап кәткән бәш адәмни издәш вә қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини қәйт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر