үстидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирилған бир террорчи тәслим болди

қайил қилиш хизмәтлири сайисида үстидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирилған бир террорлуқ тәшкилати әзаси хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

1750821
үстидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирилған бир террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, ички ишлар министирлиқиниң орунлаштуруши, җамаәт хәвпсизлик баш идариси билән жандарма баш қоманданлиқи һәмкарлишип елип барған, миллий истихбарат тәшкилати йеқиндин йардәмләшкән қайил қилиш хизмәтлири сайисида п к к / к җ к террорлуқ тәшкилатидин қачқан йәнә бир террорчиниң хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлиқини уқтурди.

мәзкур террорчиниң 2014 – йили террорлуқ тәшкилатиға қатнишип түркийә вә ирақтики паалийәтлиригә ишитрак қилғанлиқи, үстидин хәлқара сақчи тәшкилати — интерпол тәрипидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи ениқланди.

бу йилниң бешидин буйан қайил қилиш хизмәтлири сайисида тәслим болған террорчилар омумий сани 197 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر