сойлу: ангелина җолиниң фото - сүрәтлири билән көчмәнләр мәсилиси һәл болмайду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлу, башқа дөләтләрниң көчмәнләргә тутқан позитсийәсини тәнқидләп: «улар ангелина җулиниң фото – сүрәтлири арқилиқ дунйадики көчмәнләр мәсилисини һәл қилишқа урунди..» деди.

1751222
сойлу: ангелина җолиниң фото - сүрәтлири билән көчмәнләр мәсилиси һәл болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: министир сүләйман сойлу әнқәрәниң гөлбаши наһийәсидә байанат берип, дунйаниң ковид-19 йуқуми, көчмәнлик, енергийә вә иқтисадий киризисларға дуч кәлгәнликини вә буларниң йәршари характерлик мәсилиләр икәнликини оттуриға қойди.

сақлиниватқан мәсилиләргә қарита дунйаниң йәр шариви чарә – тәклипләрни оттуриға қойалмиғанлиқини тәкитлигән сойлу, көчмәнләр мәсилисиниң 21 – әсирниң бешидин тартипла афғанистанда пәйда болған мәсилиниң пүткүл дунйаға вәйран қилғуч тәсирләрни көрситидиғанлиқи рошән турсиму, башқа дөләтләрниң мәсилини өз орнида турғузуп һәл қилиш қәдәмлирини ташлимиғанлиқини әскәртти.

башқа дөләтләрниң көчмәнләр мәсилисини түркийә-гиретсийә, түркийә-сүрийә, түркийә-иран чеграсиға қапсап қойушқа, мәсилини бир чегра мәсилисидәк кичик қилип көрситишкә урунғанлиқини тәкитләп: «(башқа дөләтләрниң көчмәнләр мәсилисини) биздин йирақ турсун-дә, қандақ турса турсун, дегән чүшәнчә билән һәл қилишқа тиришти. улар ангелина җулиниң фото – сүрәтлири арқилиқ дунйадики көчмәнләр мәсилисини һәл қилишқа урунди. биз буни йиллардин буйан дәп келиватимиз, йәнә бир қетим дәп өтәйли, көчмәнләр мәсилиси дунйада техи әмди башланди» дегәнләрни қәйт қилди.

министир сойлу мәсилини һәл қилиш йолиниң район вә хәлқаралиқ күчлүк мунасивәтләр мусаписини бесип өтидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر