әрдоған 2022-йиллиқ хамчотниң хәйрилик болушини тилиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2022-йиллиқ хамчотниң дөләткә вә хәлққә хәйрилик болушини тилиди.

1750241
әрдоған 2022-йиллиқ хамчотниң хәйрилик болушини тилиди

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик мәһкимисидики кабент йиғинидин кейин, хәлққә хитаб қилди.

рәҗәп таййип әрдоған җүмә күни (2022-йили 17-декабир) түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) омумий кеңишидики музакирәләрдә қобул қилинған 2022-йиллиқ хамчотниң дөләткә вә хәлққә хәйрилик болушини тилиди.

у хамчотниң үстигә қойулған 67 истратегийәлик пирограмма билән түркийәни мәбләғ, ишқа орунлаштуруш, ишләпчиқириш, експорт йоли билән иқтисадий ешиш нишанлириға һәссә қошушқа капаләтлик қилидиғанлиқлирини билдүрүп: «хамчотимиз, йеңилиқ йаритиш вә муһитни қоғдаштәк тәрәплири билән муһим орунда турмақта. биз бүгүнгичә болғиниға охшаш, 2022-йиллиқ хамчотини бәлгилигән кирим-чиқим җәдвәллири рамкисида дөлитимизниң нишанлириға вә хәлқимизниң параванлиқиға хизмәт қилидиған шәкилдә әмәлгә ашуримиз» деди.

у түркийәниң йеқинқи 19 йилда оттуричә һесаб билән %5.1 иқтисадий ешиш мувәппәқийитини көрсәткән иқтисадқа игә болғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر