сойлу: 2021 - йили барлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң 156 айрим һәрикитиниң алдини алдуқ

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлу , 2016-йилдин буйан шәһәрләрдә һечқандақ террорлуқ вәқәлириниң йүз бәрмигәнликини оттуриға қойди.

1750556
сойлу: 2021 - йили барлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң 156 айрим һәрикитиниң алдини алдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлу , 2016-йилдин буйан шәһәрләрдә һечқандақ террорлуқ вәқәлириниң йүз бәрмигәнликини оттуриға қойуп: «2021-йили биз барлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң 156 айрим террорлуқ һәрикитиниң алдини алдуқ» деди.

ички ишлар министири сүләйман сойлу пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән 2021-йиллиқ вилайәтлик сақчи башлиқлири муһакимә йиғинида сөз қилди.

у террорлуққа қарши туруш күрәш тоғрисида тохтилип: «худаға шүкри, 2016- йили 12 - айниң  31 - күнидин башлап шәһәрлиримиздә террорлуқ вәқәси йүз бәрмиди. һәтта (бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати) п к к  ниң тағлиқ районлардики һәрикәтлириму йеқинқи 6 йилда %95 төвәнлиди» деди.

сойлу сөзини давамлаштуруп: «2017-йили барлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң 697 айрим муһим вәқәсиниң алдини алғанидуқ؛ бу сан һәр йили азийип, 2021 - йили 156 гә қисқарди. башқичә қилип ейтқанда, һәм йүз бәргән һәрикәтләр сани вә йүз бериштин илгири алди елинған һәрикәтләр сани азайди. бу бизниң террорлуққа қарши туруш күрәштики мувәппәқийитимизниң ениқ хуласисидур» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر