әрдоған түркийәниң киризисқа қарши зор ишәнчиси һәққидә тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң йәр шари киризисиға қарши өз өзигә болған зор ишәнчисиниң арқисида күчлүк ул әслиһәгә игә икәнликиниң нуқтилиқ рол ойниғанлиқини ейтти.

1749867
әрдоған түркийәниң киризисқа қарши зор ишәнчиси һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түнүгүн (19- дикабир) долмабахчә сарийида илим тарқитиш фонди җәмийити тәрипидин уйуштурулған 2021-йиллиқ илим тарқитиш мукапатлири мурасимида нутуқ сөзлиди.

җумһур рәис әрдоған иқтисад үстидә тохтилип, дөләттә һакимийәт бешиға кәлгән йеқинқи 19 йилда, маариптин сәһийәгичә, бихәтәрликтин адлийәгичә, қатнаштин енергийәгичә вә шәһәр пиланидин тәнтәрбийәгичә болған һәр саһәдә қурулған күчлүк ул әслиһәләр билән милләтни һәқлиқ болған турмуш сәвийисигә йәткүзгәнликини билдүрди.

әрдоған:  «түркийә йәршари кризисиға қарши бунчә чедамчан болған болса, һәмдә киризисни пурсәткә айландурушта бунчә ишәнчкә толған болса, униң арқисида дәл мана бу күчлүк ул әслиһәләр бар иди. әмдиликтә биз иқтисадта охшашла күрәшни қиливатимиз»деди.

әрдоған йәнә мундақ деди: «ешиш сүритимизниң нисбәтлири бизниң ишләпчиқириш, ишқа орунлишиш, експорт вә хамчот тәңпуңлуқимизға ишарәт қилмақта. барлиқ көрсәткүчләр дөлитимизниң дунйави мувәппәқийитини көрситип бәрмәктә. һөкүмәт йолға қойған иқтисадий сийасәт пүтүнләй бәлгилигән йөнилиштә алға илгирилимәктә. түркийә иқтисади һазирға қәдәр давамлашқиниға охшаш буниңдин кейинму әркин базар игиликиниң қаидә - қанунлириға мас һалда йолини давамлаштуриду»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر