түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 171 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 171 кишиигә йәтти.

1749743
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 171 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 349 миң 117 киши тәкшүрүлди вә булардин 16 миң 910 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

йеқинқи 24 саәт ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 22 миң 858 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 124 милйон 58 миң 691 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر