түркийәниң әң күчлүк 8 - сүний һәмраһи болған «Turksat 5B» америкадин қойуп берилди

түркийәниң йеңи сүний һәмраһи «Turksat 5B» түркийә вақти әтигән саәт 06:58 дә американиң флорида иштатиға җайлашқан кеп канаверал базисидин мувәппәқийәтлик һалда аләм бошлоқиға қойуп берилди.

1749433
түркийәниң әң күчлүк 8 - сүний һәмраһи болған «Turksat 5B»  америкадин қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: пайдилиқ йүк тошуш иқтидари вә қуввәт қиммити билән турксат сүний һәмраһ әтритиниң әң күчлүк әзаси болидиған «Turksat 5B» хәвәрлишиш сүний һәмраһи, «Space X» ширкитигә тәвә «Falcon 9» ракетаси билән аләм бошлуқиға йолланди.

«Turksat 5B» сүний һәмраһи түркийәдин башқа йәнә, пүткүл оттура шәрқ, парс қолтуқи, қизил деңиз, ақ деңиз, шималий вә шәрқий африқа, нигерийә, җәнубий африқа вә йеқин қошна дөләтләрниму өз ичигә алған кәң даиридә хизмәт қилиду. частота қайта ишлитиш вә көп нурлуқ қаплаш иқтидарини ишлитилиду, «Ka-Bant» пайдилиқ қанал йүки билән омумий сиғими «55 Gbps» дин ашидиған мәлумат йәткүзүзш иқтидариға игә.

«Turksat 5B» сүний һәмраһи тәминлигән йуқири санлиқ мәлумат сиғими билән түркийәниң қуруқлуқ ул әслиһәлири көзитәлмигән җайларға йетип баралайду вә интернет ул әслиһәлирини қуралайду.

«Turksat 5B» сүний һәмраһиниң аләм бошлуқида орун елишиға әгишип, түрксатниң йәрлик вә миллий сүний һәмраһ антенна аилисиниң «PeycON» мулазимәтлириниң қаплиниш даириси вә сүрити күчәйтилиду.

сүний һәмраһ билән қаплиниш райониниң тәрәққий қилишиға әгишип, MicrON , AerON , HidrON вә TerrON антенна аилисиниң орган тори вә IP йүрүшлүк мулазимити қатарлиқ мулазимәтлири билән биргә дунйадики нурғун дөләтләрдә интернет ишлитиш имканийити йаритиду.

буниңдин башқа йәнә, түркийәниң актип алақилишиш сүний һәмраһиниң сани 5 кә, омумий сүний һәмраһ сани 8 гә чиққан болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر