түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә пакистанниң карачи шәһиридә түнүгүн йүз бәргән тәбиий газ турубиси партлаш вәқәсидә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

1749472
түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, пакистанниң карачи шәһиридә газ еқип кетиш сәвәбидин йүз бәргән партлашта 16 кишиниң қаза қилғанлиқи вә онлиған кишиниң йариланғанлиқидин азаблиниш ичидә хәвәр тапқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «мәзкур партлашларда һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға балдурррақ шипалиқ тиләймиз, дост вә қериндаш пакистан һөкүмини вә хәлқигә тәзийә билдүримиз » дейилди.

пакистан мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, карачиниң парача чок районида тәбиий газ туруба йоли партилап 16 киши қаза қилған вә  нурғун  киши йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر