мәвлут чавушоғлу афғанистан мәсилиси үстидә муһим сөз қилди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу афғанистанда %60 аһаләниң ачарчилиққа дуч кәлгәнликини тәкитләп, «ислам һәмкарлиқ тәшкилати афғанистан үчүн хәлқаралиқ қоллашни һәркәткә өткүзүш вә сәпәрвәр қилишта башламчилиқ рол ойниши керәк» деди.

1749547
мәвлут чавушоғлу афғанистан мәсилиси үстидә муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу пакистанниң пайтәхти исламабадта афғанистандики инсанпәрвәрлик вәзийитини музакирә қилиш үчүн чақирилған ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқи ишлар министирлири кеңишиниң 17- нөвәтлик пәвқуладдә йиғинида ечилиш нутиқи сөзлиди.

мәвлут чавушоғлу афғанистан хәлқи билән һәмкарлишишниң әхлақий мәсулийәт вә диний мәҗбурийәт икәнликини билдүрүп, «һазир афғанистанда тәхминән 23 милйон киши ачарчилиққа дуч кәлмәктә. бу нопусниң 60% ни тәшкил қилиду. ислам һәмкарлиқ тәшкилати чоқум афғанистан үчүн хәлқаралиқ қоллашни һәркәткә өткүзүш вә сәпәрвәр қилишта башламчилиқ роли ойниши керәк» деди.

чавушоғлу афғанистан иқтисадиниң йимирилишиниң алдини елиш керәкликини, давамлишиватқан ембарголарниң малийә системисиға интайин еғир тәсир көрсәткәнликини тәкитләп: «әгәр бу малийә мәнбәси афғанистан хәлқигә йәткүзүлмисә, бәргән вәдилиримизниң һечқандақ әһмийити болмайду. малийә мәнбәлиригә мунасивәтлик һәл қилиш чарисини дәрһал һәрикәткә кәлтүрүп, оборот вә банкиниң йөткәш мәнбәлирини мушу усулда һәл қилишимиз керәк» деди.

у йәнә инсанпәрвәрлик вә иқтисадий кризисниң қошна дөләтләргә болған көчмәнләр еқими бесими вә йүкини ашурувәткәнликини, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң б д т панаһланғучилар комиссарлиқи вә хәлқара көчмәнләр тәшкилати қатарлиқ башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар билән һәмкарлишип, көчмәнләрни давамлиқ қоллиши керәкликини тәкитлиди.

чавушоғлу афғанистанда талибан һөкүмити билән һәмкарлишишниң муқимлиқни орнитишта интайин зөрүр икәнликини оттуриға қойуп, «һазирқи һөкүмәтни һәммини қучақлийалайдиған, һәммәйләнниң һәқ - һоқуқини қоғдайдиған һәмдә шуниң билән бир вақитта айаллар билән қизларниң ишқа орунлишиш вә оқуш пурситини кеңәйтәйдиған болиши үчүн қоллашни давамлаштуришимиз шундақла бу йөнилиштә тәлқинләрдә болишимиз лазим» деди.

бу даиридә елан қилинған барлиқ иҗабий байанлар вә қәдәмләрни интайин муһим дәп қарайдиғанлиқини байан қилип, буларниң талибан һөкүмитиниң дөләт ичи вә сиртидики қанунлуқ салаһийитини шундақла күчини ашуридиғанлиқини билдүрди.

чавушоғлу афғанистандики күнсери еғирлишиватқан кризисниң асийадики мусулман дөләтләргә интайин сәлибий тәсир көрсәткәнликини тәкитләп йәнә мундақ деди: «асийа дөләтлириниң, пакистан, иран, өзбекистан, түркмәнистан, һиндонезийә вә малайсийа қатарлиқ барлиқ дөләтләрниң афғанистан мәсилисигә актип қатнишишини интайин муһим дәп қараймиз. биз чоқум техиму көп қәдәм ташлишимиз вә  ислам җәмийити болуш сүпитимиз билән рәһбәрлик ролини җари қилдурушимиз керәк. ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқи ишлар министирлириниң кабулға қилидиған бир зийарити арқилиқ афғанистанлиқ қериндашлиримизға болған һәмкарлиқимизни көрситәләймиз. учурлиримизни шу йәргә биваситә йәткүзүш арқилиқ ислам дөләтлири сүпитидә йетәкчи рол ойнийалаймиз.  сөзлиримни хуласиләштин бурун, пайтәхти қуддус шәрип  болған мустәқил пәләстинни бәрпа қилиштики қәтий ирадимиз вә қоллишимизни тәкитлимәкчимән. қәдирлик қериндашлирим! афғанистанлиқ қериндашлиримизниң техиму гүзәл кәлгүсигә лайиқ икәнликигә ишинимән, биз һазир һәрикәткә өтишимиз керәк»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر