түркийәдә 6 кишидә ковид-19 ниң омикрон варйанти байқалди

сәһийә министири фахрәттин коҗа түркийәдә 6 кишидә ковид-19 ниң омикрон варйанти байқалғанлиқини елан қилди.

1746198
түркийәдә 6 кишидә ковид-19 ниң омикрон варйанти байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: министир фахрәттин коҗа түркийә бүйүк дөләт мәҗлисидә қилған сөзидә, йавропадики йуқумлиниш нисбитиниң көпийишигә еғир тәсир көрсәткән омикрон варийантиниң түркийәдиму көрүлгәнликини билдүрди.

фахрәттин коҗа истанбулда 1, измирда 5 киши болуп,  җәмий 6 кишидә омикрон байқалғанлиқини вә 6 бимарниң дохтурханиға еһтийаҗи йоқлуқини, чүнки кесәллик аламәтлириниң нтайин интайин йеник икәнликини тәкитләп, «меңип йүрүп тәқип қилинидиған вә  һечқандақ мәсилиси болмиған бимарлар икәнликини тәкитләшни халаймән. омикрон варйанти һәққидә пуқралиримиз әнсиримисун. бу варийантниң йуқумлиниши йуқири, лекин тәсири төвән дәп қараймиз. бу вәзийәттә қилишқа тегишлик иш؛ пуқралиримизниң илгирикигә охшашла тәдбирләрни давамлаштурушидур вә биз буни үмид қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر