алтун җумһур рәис әрдоғанниң қатар зийарити тоғрисида тохталди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун иҗтимаий алақә тори твиттердики адресида җумһур рәис әрдоғанниң қатар зийарити тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

1744523
алтун җумһур рәис әрдоғанниң қатар зийарити тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун иҗтимаий алақә тори твиттердики адресида учур һәмбәһриләп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қатар зийарити җәрйанида икки дөләт мунасивәтлирини күчәйтидиған бир қатар келишимләрниң имзаланғанлиқини уқтурди.

фаһрәттин алтун учурида, җумһур рәис әрдоғанниң қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал сани билән икки дөләт һәмкарлиқини күчәйтидиған бир қатар келишимләрни имзалиғанлиқини әскәртти.

иқтисад, хәвпсизлик, дипломатийә, мәдәнийәт, сайаһәт вә маарип саһәлиридә һәмкарлиқ орнитишни мәзмун қилған килишимләрни йақлап муһим қәдәмләрниң ташланғанлиқини билдүргән алтун, сөзини давамлаштуруп: «дөләт ичи – сиртидики йалғанларға, қарилаш долқунлириға, тәтүр тәшвиқатларға пәрва қилмастин, селинма, иш пурсити йаритиш, ишләпчиқириш вә експортни тайанч қилған иқтисадимиз билән җумһур рәисимизниң рәһбәрликидә дөлитимизниң тәрәққийатиға һәссә қошушқа тиришимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر