әрдоған исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштурушниң шәртлирини оттуриға қойди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатар зийаритидин кейин мухбирларниң күнтәртипкә алақидар соаллириға җаваб бәрди.

1744789
әрдоған исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштурушниң шәртлирини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатар зийаритидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб берип, тел авивниң пәләстин сийаситигә сәзгүр муамилә қилишиниң түркийә - исраилийә мунасивәтлиридә нормаллишишниң йолини ачидиғанлиқиниң сигналини бәрди.

җумһур рәис әрдоғандин әбудәби тәхт вариси шаһзадисиниң түркийә зийарити җәрйанида түркийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисида бир қатар муһим келишимләрниң имзаланғанлиқиға ишарәт қилинғандин кейин: «мушуниңға охшаш бир җәрйанни исраилийә вә мисир биләнму давамлаштурушқа, башлашқа боламду?» дәп соал қойулди.

әбудәби һөкүмити билән мушундақ бир тәләп – тәклип кәлгәнликини вә түркийәниң уни хушаллиқ билән қобул қилғанлиқини؛ учришишларни дөләт бихәтәрлик идариси вә ташқи ишлар министирлиқи васитиси билән қәдәммуқәдәм ишқа ашурғанлиқлирини билдүргән әрдоған: «бундақ бир мусапә исраилийә билән немишқа башланмисун? чүнки биз тинчлиқниң һөкүмран болуши үчүн тиришиватимиз вә районниң тинчлиқи үчүнму буни тоғра, хәйрлик дәп қараймиз. өтмүштә мениң исраилийә билән көрүшүшлирим болди. лекин исраилийә пәләстин сийаситигә техиму сәзгүр муамилә қилиши керәк؛ қуддусқа, мәсҗиди әқсаға қарита сәзгүр муамилә қилиши керәк. биз бу йәрдики сәзгүрлүкни көргән һаман қолимиздин кәлгәнни қилимиз вә қәдәмлиримизни ташлаймиз» деди.

җумһур рәис әрдоған баш әлчиләрниң өзара қайтидин тәйинлиниши мәсилисиниң күнтәртиптә бар – йоқлуқи тоғрисидики бир соалға: «бу ишларниң һәммиси болиду. исраилийә тәрәп бизниң немигә сәзгүр қарайдиғанлиқимизни билиду. бизму исраилийәниң сәзгүрлүкини билимиз. шуңа, биз бу сәзгүрлүкни асас қилған һалда мәсилини һәл қилимиз» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر