ванда «әрән қиш - 12» намлиқ террорчиларға зәрбә бериш һәрикити башланди

ванда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «әрән қиш – 12 тәндүрәк зәрбә бериш һәрикити» башланди.

1744507
ванда «әрән қиш - 12» намлиқ террорчиларға зәрбә бериш һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, п к к террорлуқ тәшкилатини дөләтниң күнтәртипидин чиқириветиш вә районға ува салған террорчиларни йоқитип ташлаш мәқситдә ванда «әрән қиш – 12 тәндүрәк һәрикити» намлиқ зәрбә бериш һәрикити башланғанлиқини уқтурди.

һәрикәттә жандарма командир, жандарма алаһидә һәрикәт вә аманлиқ сақлиғучи қисимлардин болуп җәмий 450 1300 хадим вәзипә өтимәктә.

хәлқ йеқиндин қоллап – қуввәтләватқан дөләт ичидики террорлуқ торлирини үзүл - кесил йоқитишни нишан қилған «әрән қиш зәрбә бериш һәрикәтлири» қәтийлик билән давамлаштурулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر