әрдоған қатарда рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн йетип барған қатарниң пайтәхти доһада қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.

1744066
әрдоған қатарда рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди

түркийә авази радийоси хәвири: әмирлик диванида өткүзүлгән қарши елиш мурасимида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсаниниң мурасим саһәсидин орун елишидин кейин, икки дөләтниң дөләт шеири йаңриди.

кейинчә һәйәтлирини бир - биригә тонуштурған икки  рәһбәр, рәсмий қарши елиш мурасимидин кейин, айрим көрүшти.

  мурасимдин, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, ички ишлар министири сулайман сойлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, сода министири мәһмәт муш,  деһқанчилиқ вә орманчилиқ министири бәкир пакдәмирли, сәһийә министири фаһрәттин коҗа, мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсой, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, дөләт бихәтәрлик оргининиң башлиқи һақан фидан, җумһур рәислик мәһкимиси дөләт мудапиәси санаити оргининиң башлиқи исмаил дәмир, җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин рәһбири, қошумчә партийә байанатчиси өмәр чәлик, диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбаш қатарлиқларму орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر