қатар – түркийә оттурисида 15 келишим имзаланди

қатарда дөләт ишлири зийаритидә болуватқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсаниму иштирак қилған мурасимда, икки дөләт оттурисида 15 келишим имзаланди.

1744248
қатар – түркийә оттурисида 15 келишим имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани, әтигән тәрәпләрдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни пайтәхт доһада рәсмий мурасим арқилиқ қарши алған, икки рәһбәр кейинчә айрим көрүшкәниди.

учришиштин кейин, икки дөләт оттурисида, җумһур рәис әрдоған билән қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсаниниң һузурида 15 келишим имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر