акар қатарда түркийә әскәрлирини зийарәт қилди

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар қатар муавин баш министири вә дөләт мудапиә министири халид бин муһәммәд әл атиййә бийлән көрүшти.

1743398
акар қатарда түркийә әскәрлирини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акар түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң қатар зийаритини әмәлийләштүрүш тәййарлиқи үчүн йетип барған доһада бир қатар учришишларда болди.

у қатар муавин баш министири вә дөләт мудапиә министири халид бин муһәммәд әл атиййә билән көрүшүп, икки тәрәп вә район мудапиәси, хәвпсизлик билән мудапиә санаитидә өзара һәмкарлиқ мәсилилиридә өзара пикир алмаштурди.

икки рәһбәрниң көрүшүшидә, һәрбий тәлим-тәрбийә саһәсидә өзара һәмкарлиқларни ашурушқа нисбәтән қәтий ирадә тәкитләнди.

һулуси акар қатарда вәзипә өтәватқан түркийә әскәрлириниму зийарәт қилди.

у бу йәрдә қилған сөзидә, түрк иттипақиниң мувәппәқийәтлик хизмәтлирини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини билдүрди.

у мундақ деди: «мувәппәқийәтлириңлардин хушалмиз вә өзимизни шәрәплик һес қилимиз. паалийәтлириңларниң кейинки мәзгилләрдиму охшаш әстайидиллиқ, сәмимийлик вә мувәппәқийәт билән давамлишидиғанлиқиға ишинимиз.»

у бирликтә хизмәт қилиш үчүн һәм қатар һәмдә түркийәдә бирликтә өткүзүлгән маневирларниң әһмийити үстидә тохталди.

у: «қатар билән бу йәрдә қиливатқан хизмәтлиримиз үчинчи дөләтләргә қарши әмәс. дөләтлиримизни, хәлқлиримизни қоғдаш вә мудапиә күчимизни әң йуқири сәвийәгә чиқириш үчүндур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر