әрдоған параванлиқни кеңәйтидиған йеңи программа һәққидә сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мәбләғ селиш, ишқа орунлаштуруш, ишләпчиқириш, експорт вә ешишни мәркәз қилған йеңи программимиз билән параванлиқни кеңәйтимиз» деди.

1743307
әрдоған параванлиқни кеңәйтидиған йеңи программа һәққидә сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған сийирт зийарити җәрйанида, «демократийә нутуқлири» паалийитигә қатнашти.

әрдоған сийасий әркинлик билән иқтисадий әркинликниң мидалийонниң икки йүзигә охшайдиғанлиқини вә бирси болмиса, йәнә бириниң мәниси болмайдиғанлиқини тилға елип, «биз барлиқ пуқралиримизни мәмликәттә қандақларчә әң кәң һәқ - һоқуқ вә әркинлик билән тәминлигән болсақ, иншааллаһ, мәбләғ селиш, ишқа орунлаштуруш, ишләпчиқириш, експорт вә ешишни асас қилған йеңи программимиз билән иқтисадниң гүллинишини йәнә шундақ кеңәйтимиз. бүгүн демократийәни сөзлишиватимиз, иншааллаһ әтә миллитимизниң параванлиқини қандақ ашурғанлиқимизниң һесабини қилимиз» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر