әрдоған бүгүн қатарда рәсмий зийарәттә болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн (2021-йили 6-декабир) рәсмий зийарәттә болуш үчүн қатарға йетип бариду.

1743335
әрдоған бүгүн қатарда рәсмий зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт доһада қатар әмири шәйх тамим бин һәммад әл сани тәрипидин рәсмий мурасим билән қарши елиниду.

икки рәһбәр мурасимдин кейин, айрим көрүшиду. түркийә-қатар мунасивәтлириниң һәр қайси тәрәплири музакирә қилинидиған учришишта, афғанистан, сүрийә вә ливийә мәсилиси қатарлиқ райондики өзгиришләр үстидә пикир алмаштурулиду.

җумһур рәис әрдоғанниң қатар зийарити җәрйанида, мәвҗут һәмкарлиқни күчәйтидиған қәдәмләрму ташлиниду.

бу даиридә, түркийә-қатар йуқири истратегийәлик комитети йиғининиң 7 - нөвәтлики чақирилиду.

икки дөләт оттурисида 2015 – йили өткүзүлгән комитет йиғинлири нәтиҗисидә, содидин енергийәгичә, мудапиәдин санаәткичә болған нурғун саһәдә 62 келишим имзаланған иди.

әрдоған вә әл саниниң рийасәтчиликидики 7 – нөвәтлик йиғинда, һәр түрлүк келишимләр имзалиниду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر