түркийә нигерниң мали чеграсида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи нигерниң мали чеграсидики «G5 бирләшмә саһил күчи» базисиға қилған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1743451
түркийә нигерниң мали чеграсида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, нигерниң тера-тиллабери районидики «G5 бирләшмә саһил күчи» базисиға қилинған террорлуқ һуҗумида 29 әскәрниң җенидин айрилғанлиқидин чоңқур қайғурулуватқанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «бу хаинларчә қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз. һуҗумда җенидин айрилған әскәрләрниң аилилиригә, дост вә қериндаш нигер хәлқи һәмдә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз» дейилди.

нигер таратқулири  түнүгүн (2021-йили 5-декабир) «G5 бирләшмә саһил күчи» базисишд кимлики намәлум қораллиқ кишиләр тәрипидин һуҗум қилинғанлиқини хәвәр қилған иди.

дәсләпки мәлуматларда қәйт қилинишичә, һуҗумда 29 әскәр җенидин айрилған. чиққан етишишларда, 79 террорист етип өлтүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر