чәлик җәнубий қибриста җамәгә қилинған һуҗумни әйиблиди

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик җәнубий қибрис рум һакимийитидә ларнакадики чоң җамәгә қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

1743529
чәлик җәнубий қибриста җамәгә қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: чәлик, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, җәнубий қибрис рум һакимийитидә ларнакадики чоң җамәгә қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди, һәмдә рум һакимийитиниң ислам вә түрк дүшмәнликиниң намайәндиси болған бу һуҗумларға қарши йетәрлик тәдбирләрни қолланмайватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «рум һакимийити бултур охшаш шәкилдики иғвагәрлик һәрикити оттуриға чиққанда вәқәни паал тәкшүрмиди, буниң тәбиий нәтиҗиси сүпитидә йәнә охшаш шәкилдә қәбиһ бир вәқә йүз бәрди, бу һуҗумларниң җавабкари, ислам вә түрк дүшмәнликини тәшвиқ қилғанлардур, бундақ номуссизларчә һуҗумларниң тәкрарланмаслиқи үчүн,  қибрис рум һакимийитини дәрһал тәдбир қоллинишқа чақиримиз, дәрвәқә, рум һакимийити, бу қәбиһ һуҗумниң җавабкарлирини тәкшүрүп, ениқлап чиқип, тутуши вә қанун алдида әң қисқа вақит ичидә улардин һесаб сориши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر