әрдоған: түркийә айаллири сайлаш вә сайлиниш һоқуқиға йавропадин буурн еришти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң мустәқиллиқ урушида (1919-1922) дастан йазған айалларға нурғунлиған йавропа дөләтлиридин илгири сайлаш вә сайлиниш һоқуқи берилгәнликини ейтти.

1743137
әрдоған: түркийә айаллири сайлаш вә сайлиниш һоқуқиға йавропадин буурн еришти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түрк айаллириниң сайлаш вә сайлиниш һоқуқиға еришкәнликиниң 87 - йиллиқи мунасивити билән синлиқ тәбрикнамә елан қилди.

әрдоған, «айаллиримизниң бу һоқуққа йавропадики айаллардин бурун еришкәнлики, миллитимизниң айалларға болған көз қаришини әкис әттүридиған муһим амилдур» деди.

җумһур рәис әрдоған ғази мустафа камал ататүркниң 1934-йили айалларға сайлаш вә сайлиниш һоқуқини бериш арқилиқ улуғ нишанни оттуриға қойғанлиқини вә йеқинқи 19 йиллиқ һөкимийәт дәвридә айалларниң бу һәқ - һоқуқларни техиму әркин ишләткәнликини билдүрди.

әрдоған һәқ-һоқуқ вә адаләт күришидә өзиниң давамлиқ айалларниң йенида турушни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر